җәнубий корейәдә йунус әмрә институти ечилди

җәнубий корейәниң пайтәхти сеулда ечилған йунус әмрә институтиниң рәсмий хизмәт башлиғанлиқи билдүрүлди.

1124008
җәнубий корейәдә йунус әмрә институти ечилди

 

 

түркийә авази радийоси хәвири: сеул йунус әмрә институти билән пайтәхт сеулдики һанкук чәт әл тиллири университети оттурисида имзаланған келишим даирисидә, университет тәрипидин айрип берилгән ишхана рәсмий хизмитини башлиди.

сеул йунус әмрә институти мәсули өзгүр җан йилдиз, түркийәниң сеулда турушлуқ баш әлчиси әрсин әрчинни институтниң паалийәтлири һәққидә мәлумат бериш үчүн зийарәт қилди.

баш әлчи әрчин қилған сөзидә, йунус әмрә институтиниң сеулда паалийәт башлиши билән түркийәниң мәдәнийәт байлиқлириниң сеолда системилиқ һалда тонитилишқа башлинидиғанлиқидин интайин хушал болғанлиқини тилға алди.

баш әлчи әрсин әрчин мундақ деди:

корейә түркийәни вә түркийә хәлқини қериндаш дәп қарайду. корейәдә йунус әмрә институти биринчи болуп мундақ икки мәқсәт үчүн хизмәт қилиду. биринчиси, түрк тили вә күлтүрини лайиқиға йариша тонуштуруш, түркийәгә алақидар мәлумат вә тонуш сәвийәсини йуқири көтүрүп, түркийәгә техиму көп сайаһәтчиләрни җәлп қилиш. иккинчиси, корейәдә мәдәнийәт тонитиш саһәсигә сиңип киривалған фәтһуллаһчи террорлуқ тәшкилатиға четишлиқ паалийәтләрни чәклик һалға кәлтүрүп, тәдриҗи һалда нөлгә чүшүрүш.

институт мәсули өзгүр җан йилдизму йунус әмрә институтиниң йанвар ейидин башлап сеулда рәсмий паалийәт башлиғанлиқини билдүрүп, инсититутниң дунйа миқйасида һәр йили 1200 дин артуқ паалийәт өткүзүватқанлиқини ейтти. 

өзгүр җан йилдиз асасий мәқсәтлириниң түркийә билән мунасивити болған вә түркийәгә қизиқидиған кишиләр санини ашуруш икәнликини уқтурди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر