йәр шари 3-йанвар қуйашқа әң йеқинлашти

йәр шари 3-йанвар өз оқида қуйашқа әң йеқин болған күнни баштин кәчүрди.

1119363
йәр шари 3-йанвар қуйашқа әң йеқинлашти

түркийә авази радийоси хәвири: астрономлар йәр шариниң өз оқидики йиллиқ айлинишида қуйашқа әң йеқин нуқтиға кәлгәнликини билдүрди.

астрономлар тәкшүрүшлиридә, қуйаш әтрапида айлинидиған йәр шариниң 3-йанвар (пәйшәнбә) қуйашқа 4 милйон 830 миң километир болған әң йеқин нуқтиға кәлгәнликини ениқлиди.

астрономийәдә «қуйашқа әң йеқин нуқта» дйилидиған вә һәр йили йанвар ейида көрүлидиған йәр шариниң қуйашқа йеқинлишиш әһвали, йәр шари шәклиниң иллипис болуши сәвәблик пәйда болиду. буниңдин башқа йәнә, бу сәвәблик йәр шарида охшимиған пәсилләр пәйда болиду.

йәр шариниң қуйашқа әң йирақ мәзгили һәр йили ийул ейиниң бешида көрүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر