фирдәвс җәннитиниң вариси болайли! (авазлиқ)

түркийәниң барлиқ җамәлиридә бир туташ оқулидиған җүмә хутбилири- 52/ 2018

1115576
фирдәвс җәннитиниң вариси болайли! (авазлиқ)

 

фирдәвс җәннитиниң вариси болайли!

түркийәниң барлиқ җамәлиридә бир туташ оқулидиған җүмә хутбилири- 52/ 2018

аллаһ таала қуран кәримдә мундақ дәйду:

«иман ейтқучилар һәқиқәтән бәхтийарлиққа еришти. улар (шундақ мөминләрки) намазлирида (аﷲ ниң улуғлуқидин сүр бесип) әйминип турғучилардур. улар биһудә сөз, биһудә иш - һәрикәтләрдин йирақ турғучилардур. улар закатқа әмәл қилғучилардур. улар иппитини (шәримгаһлирини) сақлайду. пәқәт айаллириға вә қол астидики чөрилиригә нисбәтән (шәримгаһлирини қоғдап кәтмисиму) маламәт қилинмайду, әмма буниң сиртида башқичә тәләпләрдә болғучилар һәддидин ашқучилардур. улар өзлиригә тапшурулған аманәтләргә вә бәргән әһди ــ пәйманларға риайә қилғучилардур. улар өз намазлирини муһапизәт қилғучилардур. әнә шулар варислардур. улар фирдәвскә варислиқ қилиду, фирдәвстә мәңгү қалиду.» (сүрә мөминун؛ 1-11 айәтлири)

пәйғәмбәр әләйһиссалам һәдис шәриптә мундақ дәйду:

«и аллаһим! бизгә немәтлириңни ашурғин, кимәйтивәтмигин! бизни иззәтлик қилғин, зилләткә чүшүрмигин! бизни мурадимизға йәткүзгин, мәһрум қилмиғин! бизни үстүн қилғин, аҗизлаштурмиғин! бизни өзүң рази болғанлардин вә сәндин мәмнун болғанлардин қилғин!» (ибни һәнбәл, тирмизи)

әзиз қериндашлар! һәзрәти өмәр рәзийәллаһу әнһу ривайәт қилип мундақ дәйду:

аллаһниң әлчиси бир күни саһибиләр билән сөһбәт өткүзүватқан чеғида, бирдинла вәһий кәлгәнликниң аламәтлири көрүлүшкә башлиди. бир аз туривалғандин кейин пәйғәмбәр әләйһиссалам қиблигә бурулди вә қоллирини ачқан һалда аллаһқа мундақ дәп дуа қилди:

«и аллаһим! бизгә немәтлириңни ашурғин, кимәйтивәтмигин! бизни иззәтлик қилғин, зилләткә чүшүрмигин! бизни мурадимизға йәткүзгин, мәһрум қилмиғин! бизни үстүн қилғин, аҗизлаштурмиғин! бизни өзүң рази болғанлардин вә сәндин мәмнун болғанлардин қилғин!»

пәйғәмбәр әләйһиссалам бу дуаниң арқидин: «сәлла илгири маңа 10 айәт назил болди. һәрқандақ киши бу айәтләрдә көрситилгән йолйуруқларға әмәл қилса, җәннәткә кириду» деди вә мөминун сүрисиниң дәсләпки 10 айитини оқуп бәрди.  (ибни һәнбәл, тирмизи)

әзиз қериндашлар! бүгүнки хутбимиздә бизләрни фирдәвс җәннитиниң варисиға айландуридиған бу 10 айәтни силәр билән һәмбәһирләшмәкчимиз. қени әмисә келиңлар! хушхәвәр берилгән бу ниҗанлиқниң немә икәнликигә вә һәқиқий мөминләрниң қандақ болидиғанлиқиға һәммимиз бирликтә нәзәр селип чиқайли!

«иман ейтқучилар һәқиқәтән бәхтийарлиққа еришти. улар (шундақ мөминләрки) намазлирида (аﷲ ниң улуғлуқидин сүр бесип) әйминип турғучилардур.»

йәни улар намазни аллаһниң висалиға йетидиған пәйт вә алаһидә сиғиниш билән күтүлидиған есил пурсәт, дәп билидиғанлардур. бу улуғ ибадәтни шәкилвазлиққа айландуруп қоймайдиған вә униң әсли руһини қәтий зайа қиливәтмәйдиған кишиләрдур.

«улар биһудә сөз, биһудә иш - һәрикәтләрдин йирақ турғучилардур.» чүнки һайат бир дәқиқисиниму зайа қилишқа болмайдиған дәриҗидә қисқа вә қимәтлик немәттур. вақит бизгә аманәт қилинған тәңдашсиз хәзинидур. аллаһ һаман бир күни һәрбир аманәтниң, һәрбир немәтниң һесабини тулуқ алмай қоймайду.

«улар закатқа әмәл қилғучилардур.»

йәни бу ниҗатлиққа еришкүчи мөминләр закатини беридиған, сәдиқә – иһсанда болидиған, закат бериштә гойа өзара мусабиқилишидиған кишиләрдур. чүнки закат муһтаҗ кишиләрниң байларниң мал – мүлкидики һәққидур. закат؛ инсанни мал - байлиқ вә дәпи - дунйаниң әсиригә айлинип қилиштин қоғдайду. закат؛ бир тәрәптин инсанни мадди йүктин қутқазса, йәнә бир тәрәптин, гунаһ кирлиридин тазилайду.  

әзиз қериндашлар! җәннәт вәдә қилинған мөминләр «иппитини (шәримгаһлирини) сақлиғучилардур» башқиларниң иппитини өзиниң иппити дәп билгүчиләрдур. чүнки инсан пак тәбиитини вә салаһийитини қоғдайдиғанла болса, өзини қоғдиған болиду. башқиларниң һөрмитигә дәхли - тәрүз йәткүмгәндила өзиму һөрмәткә сазавәр болиду. 

«улар өзлиригә тапшурулған аманәтләргә вә бәргән әһди ــ пәйманларға риайә қилғучилардур.»

чүнки садиқ киши вә ишәнчлик киши болуш мөминниң әң муһим алаһидиликидур. шуңа пәйғәмбәр әләйһиссаламму «муһәммәдул әмин» (йәни ишәнчлик муһәммәд) дәп нам алған иди. сөзини билән өзи бир, ишәнчлик болған киши һәқиқәттә пәйғәмбәрләр йолиниң йолучисидур.

«улар өз намазлирини муһапизәт қилғучилардур.»

йәни, намазлири уларни йаманлиқниң әсири болуп қелиштин қутқузуп қалған кишиләрдур. шуниси бир һәқиқәтки, биз намазлиримизни қоғдайдиған болсақ, намазлиримизму бизни қоғдайду. биз намазлиримизға қанчилик муһәббәт вә иштийақ бағлисақ, намазлиримизму пүтүн йаманлиқларға қарши бизгә қалқан болиду.

әзиз қериндашлар! аллаһниң катта мукапати әнә шундақ маминләргә хастур. «әнә шулар варислардур. улар фирдәвскә варислиқ қилиду вә фирдәвстә мәңгү қалиду»

фирдәвс җәннәтләрниң әң алийси вә йуқири мәртивисидур. фирдәвс җәннити пәйғәмбәр әләйһиссалам вапат қилғандин кейин, йүрәк париси фатимә рәзийаллаһа әнһаниң һәр даим: «фирдәвс җәннитидә туридиған дадам» дегән сөзләр билән қәлбигә тәсәлли болған җайдур.  

әзиз қериндашлар! улуғ рәббимиз бирләзни ниҗатилққа еришидиған вә фирдәвс җәннитидә пәйғәмбәр әләйһиссаламға қошна болидиған бәхтийар мөминләрдин қилсун, амин!

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر