йупитерниң йеңи рәсимлири тарқалди

йупитерни тәкшүргән җуно (Juno) аләм үскүниси газ шариниң қутуб райони үстидин тартқан фотографлар тарқитилди.

1107064
йупитерниң йеңи рәсимлири тарқалди

түркийә авази радийоси хәвири: б б с (BBC) ниң хәвиригә асасланғанда, үскүнә камераси җунокам (JunoCam) билән тартилған фотографларда йупитерниң қутуб районлиридики қуйунларни ениқ көргили болиду.

җунокамни лайиһәлигүчиләрдин бири болған аризонадики пиланета билимлири иниститутиниң тәтқиқатчиси доктор кандис һансен, камера тартқан хам вә иш қошулғандин кейинки фотографларни, америка геофизика бирләшмисиниң йиғинда көрсәтти.

тәтқиқатчи һансен: «үскүнә қутублар үстидин тунҗи қетим өткәндә йупитерда һечқачан көрүлүп бақмиған бир җайни көзитиватқанлиқимизни биләттуқ. ғайәт зор қуйунларниң қанунийәтлик һәрикәтлирини көрүш, биз ойлап бақмиған иш болди. буни адәттин ташқири иш дәп ойлидуқ» деди.

йупитерниң өз оқини бир қетим айлинишиға 53 күн кетиду. қуйаш системисидики әң чоң пиланетаниң қандақ пәйда болғанлиқини чүшәндүрүп беридиған тәтқиқат нәтиҗилириниң оттуриға чиқиши күтүлмәктә.

фотографларниң йупитерниң магенит вә тартиш күчи хәритилириниң сизилишиға, пиланетаниң немиләрдин түзүлгәнликини тәтқиқ қилишқа пайдилиқ болидиғанлиқи қәйт қилинмақта.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر