әнглийәниң тунҗи мусулман айал министири «тирилиш әртуғрул»ға «хумар»болуп қалғанлиқини билдүрди

әнглийәниң тунҗи мусулман айал министири вә ингилиз «кенәзәкләр»уйушмиси әзаси сәйидә варси «тирилиш әртуғрул»ға «хумар»болуп қалғанлиқини билдүрди.

1064229
әнглийәниң тунҗи мусулман айал министири «тирилиш әртуғрул»ға «хумар»болуп қалғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә миқийасида көрүлүш нисбити җәһәттә рекорт йаратқан түркийә-радийо телевизийә идариси- т р т ниң «тирилиш әртуғрул»намлиқ чатма телевизийә тийатири дунйа миқийасидиму диққәт қозғимақта.

әнглийәниң тунҗи мусулман айал министири вә ингилиз «кенәзәкләр»уйушмиси әзаси сәйидә варси «тирилиш әртуғрул» тоғрулуқ учур йазди.

сәйидә вариси твиттер адресида «тирилиш әртуғрул»намлиқ чатма телевизийә тийатириға «хумар»болуп қалғанлиқини билдүрди.

варисиниң бу учуриға т р т баш мудири ибраһим әрән җаваб қайтурди.

баш мудир ибраһим әрән иҗтимаий таратқудики адресида министир сәйидә варисиниң сөзини нәқил кәлтүрүп муну мәзмунда учур йазди: «бир ишни башлап  қойдиңизму өзини тохтитивалалмайсиз, <тирилиш әртуғрул>ниң бу пәсилдики йеңи қисми мушу айниң ахирида башлиниду. 600 йиллиқ мәдәнийәтниң улиниң селинишини вә атиси әртуғрулниң оғли османни җисманий вә әқлий җәһәттин йетиштүрүшини екранларда көрүсиз, қәһриманлиқ һекайәлири билән толған вә бизни өзигә техиму хумар қилип қойидиған йеңи қисимлирини көрүшкә тәййар болуң.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر