түркийәниң һәрбий айропилани 2023-йили синақ қилиниду

2023-йили түркийәдә тунҗи қетим өз күчигә тайинип йасалған һәрбий айропиланниң синақ қилинидиғанлиқи билдүрүлди.

1051124
түркийәниң һәрбий айропилани 2023-йили синақ қилиниду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә муавин дөләт мудапиә министири җәлал сами түфәкчи 19-май универстети авийатсийә вә аләм техникилири тәтқиқати һәмдә әмәлийәткә тәдбиқлаш мәркизини зийарәт қилди.

у йеқинқи йилларда мудапиә санаити саһәсидә түркийәдә йүз бәргән тәрәққийатлар үстидә алаһидә тохталди. у түркийәниң йеқинқи 15 йилдин буйан мудапиә санаитидә қолға кәлтүргән тәрәққийатлири билән нами көп тилға елинидиған дөләткә айланғанлиқини, мудапиә санаитидә миллий лайиһәләрниң давамлишиватқанлиқини ейтти.

у миллий һәрбий айропиланниң мудапиә санаити идариси тәрипидин давамлишиватқан вә түркийә өз күчигә тайанған миллий лайиһәләрниң бири икәнликини؛ 2030-йиллардин башлап түркийә һава армийә қоманданлиқидин чиқирилидиған «F-16» ларниң орниға пәндинпәй сәпләшни мәқсәт қилип йасиливатқанлиқини билдүрди.

умиллий һәрбий айропиланни 2023-йили синақ қилишни мәқсәт қилғанлиқлирини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر