әрдоған вә йилдирим әртуғрул ғазини хатириләш паалийәтлири мунасивити билән телеграмма тарқатти

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи бинали йилдирим әртуғрул ғазини хатириләш паалийәтлири мунасивити билән телеграмма тарқатти.

1046021
әрдоған вә йилдирим әртуғрул ғазини хатириләш паалийәтлири мунасивити билән телеграмма тарқатти
binali yildirim sogut.jpg
binali yildirim sogut.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, сөг(ғ)үт әруғрул ғазини хатириләш паалийәтлири мунасивити билән телеграмма тарқитип, бирлик вә баравәрликниң әһмийитини тәкитлигән һалда, «әртуғрул ғазиниң күриши миллитимизниң бирлик вә қериндаш болған чеғида немиләрни қилалайдиғанлиқиниң әң конкерт вә рошән мисалидур» дегәнләрни қәйт қилди.

сәврчанлиқ билән нишанлиримизға қарап илгириләватимиз дегән әрдоған, сөзини давамлаштуруп, «бу земинларда әртуғрул ғази улини салған, миллитимиз әсирләрдин буйан пүтүн күчи билән асрап бүгүнләргә елип кәлгән аманәтни, аллаһниң изни билән, биздин кейинки әвладларға техиму йахши шәкилдә тапшуруп бериш ирадимиз қәтийдур» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи бинали йилдиримму, 737 – нөвәтлик әртуғрул ғазини хатириләш паалийәтлири даирисидә сөз қилип, «дост – дүшмән һәммә шуни йахши билсунки, пулимиз, иқтисадимиз үстидин қилинған һуҗумлар, пиланланған ойунлар чоқум бозулиду» деди.

у йәнә, «бизни парчилимақчи, бир – биримизгә қарши чиқармақчи, аримизға питнә уруқини чачмақчи болғанлар бар. иқтисадий, иҗтимаий, сийасий сәвәбләрни баһанә қилғучи хаинлар, бизни аҗизлитиш үчүн, қоллиридин кәлгәнни қилишмақта. ташқи күчләрниң буйруқи астидики бөлгүнчи вә фәтһуллаһчи хаинларниң нишаниму охшаштур. немә қилишса қилишсун, түркийәни қоллириға алалмайду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر