мираҗ кечиси қоллар дуаға көтүрүлди

рәҗәп ейиниң 27-кечиси һесаблинидиған мираҗ кечисидә түркийәниң һәр қайси җайлиридики җамәләр җамаәт билән лиқ толди.

718979
мираҗ кечиси қоллар дуаға көтүрүлди
mehmet görmez.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: кишиләр муһәммәд әләйһиссаламниң мәсҗиди һәрамдин мәсҗиди әқсаға вә у йәрдин көккә көтүрүлгән мираҗ кечисини дуалар билән күтүвалди. җамәләрдә қуран кәрим тилавәт қилинди, илаһий нахшилар оқулди, дуа үчүн қоллар көккә көтүрүлди.

түркийә диний ишлар идариси башлиқи мәһмәт гөрмәз әнқәрәдики бәштәпә хәлқ җамәсидә өткүзүлгән пирограммиға қатнишип, мираҗ кечисиниң хасийитини чүшәндүрди. у сүрә исрани тәпсир қилип, мундақ деди:

мираҗ аллаһқа йеқинлишишниң униңға қул болуш арқилиқ әмәлгә ашидиғанлиқи җакарланған мөҗизә характерлик кечидур. мираҗ физикилиқ аләмдин метафизикилиқ аләмгә, бәдәндин роһқа, қулниң рәббигә вә адәм болуштин инсан болушқа йүкселиштур.»

америка пайтәхти вашингтондики дийанәт җамәсидиму мираҗ кечиси мунасивити билән алаһидә паалийәт орунлаштурулди. паалийәткә, вашингтон вә әтрапидики иштатларда йашайдиған охшимайдиған етник гуруппидики нурғун мусулманлар қатнашти.

мираҗ кечиси македонийә, боснийә-гертсеговина, сербийә қатарлиқ нурғун дөләтләрдиму дуалар билән күтүвелинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر