пәйғәмбәр әләйһиссаламниң филими түркийәдә чоң тәсир қозғашқа башлиди

иранлиқ режиссор мәҗид мәҗиди сүрәткә алған пәйғәмбәр әләйһиссаламниң балилиқ дәври мәзмун қилинған филимни көргәнләр 200 миңға йеқинлашти.

600994
пәйғәмбәр әләйһиссаламниң филими түркийәдә чоң тәсир қозғашқа башлиди

түркийә авази радийоси хәвири: иранлиқ режиссор мәҗид мәҗиди сүрәткә алған, түркийәдә 28-өктәбирдин башлап қойулушқа башлиған муһәммәд әләйһиссаламниң балилиқ вә йашлиққа қәдәм қойған дәври билән ислам дининиң дунйаға келишини мәзмун қилған «муһәммәд әләйһиссалам: аллаһниң әлчиси» намлиқ филимни, түркийәдә 183 миң 524 киши көрди.

филимниң сенарийәсии мәҗид мәҗиди билән камбузийа партови йазған болуп, икки йил мәхсус тәтқиқ қилинғандин кейин филимни сүрәткә елишқа бәш йил вақит кәткән. филим үчүн мәккә вә мәдинәниң сәһнә шәһири 40 йил тарихий филимләрни сүрәткә алалайдиған чидамчанлиқта йасап чиқилған. филим үчүн хурасан шәһириниң җәнубидики аллаһйар йезисиға, шу дәврдики мәккәни әкс әттүридиған мәнзирәләр йасалған. филимни сүрәткә елиш 2015- йили тамамланған болуп, җәмий 30 милйон доллар хәҗләнгән. филимдә, сарә байат, моһсен танабандәһ, рана азадивар, әли риза шоҗа нури вә мина садати рол алған.

филим түркчидә тамашибинлар билән йүз көрүшти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر