бәш миң йиллиқ сөңәк...

5 миң йиллиқ сөңәк анадолу тарихини йорутуп бериду.

487533
бәш миң йиллиқ сөңәк...

түркийә авази радийоси хәвири:  тарихи 8 миң 500 йил бурунқи дәвргичә созулидиған измирдики йешилова төпиликидә елип берилған археологийәлик қезип тәкшүрүш паалийәтлири давамида 5 миң йиллиқ искилитқа аит чекә сөңикиниң  DNA  си тепилди.

DNA ни тәкшүрүш нәтиҗисидә анадолуниң тарихиға мунасивәтлик муһим мәлуматларға еришиш күтүлмәктә.

археологийәлик қезип тәкшүрүш паалийәтлириниң рийасәтчиси пирофессор доктор зафәр дәрин йешилова төпиликидә археологийәлик қезип тәкшүрүш паалийәтлири елип бериштин мәқсәтниң пәқәт тарихий йадикарлиқларнила тепиш әмәсликини, буниңдин илмий хизмәтләргиму һәссә қошуш нишан қилинидиғанлиқини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر