америкидики мусулманлар америка дүшминиму?

америкилиқларниң % 49 ти «америкидики мусулманларниң бир қисми америка дүшмини» дәп қарайду.

427137
америкидики мусулманлар америка дүшминиму?
ABD muslumanlar

түркийә авази радийоси хәвири: америкидики Pew тәтқиқат мәркизиниң доклатида, америка хәлқиниң % 49 тиниң дөләттики мусулманларниң «әң аз бир қисминиң» америка дүшмини икәнликигә ишинидиғанлиқи билдүрүлди.

вашингитон мәркәзлик Pew тәтқиқат мәркизи 7 – 14 – йанвар күнлири 2 миңдин көпрәк иштиракчи билән рай синаш елип берип, «сизниңчә америкилиқ мусулманларниң йүздә қанчә пирсәнти америка дүшмини?» дегән соални сориди.

рай синаш нәтиҗисидә америкилиқларниң % 49 тиниң дөләттики мусулманларниң әң аз бир қисмини америка дүшмини дәп қарайдиғанлиқи оттуриға чиқти. җүмлидин иштиракчиларниң % 42 ти «америкидики мусулманларниң наһайити аз бир қисми америка дүшмини» дәп қариса, % 14 ти «америкидики мусулманларниң йерими америка дүшмини» дәп қарайдиғанлиқи, % 24 ти болса «америкидики мусулманларниң бәзиси америка дүшмини» дәп қарайдиғанлиқи оттуриға чиқти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر