муһәммәд әләйһиссаламниң чач тили москвада көрситилди

муһәммәд әләйһиссаламниң чач тили русийә пайтәхти москвада өткүзүлгән бир кечилик паалийитидә көрситилди.

424428
муһәммәд әләйһиссаламниң чач тили москвада көрситилди

түркийә авази радийоси хәвири: русийә мусулманлири диний идариси тәрипидин москвадики бир йәрмәнкә мәйданида, муһәммәд әләйһиссаламниң һайати вә ислам дини һәққидә кечилик паалийәт өткүзүлди. кечилик паалийәттә, муһәммәд әләйһиссаламниң чач тили зийарәтчиләргә көрситилди. зийарәтчиләр москвадики чоң җамәдин елип келинип, әтрапиға гүлләр тизилған әйнәк шишиниң ичигә қойулған чач тилини көрүш үчүн узун сәп болди. паалийәттә йәнә, муһәммәд әләйһиссаламниң сөзлири йезилған рамкиларму көрстилди. көргәзмә заллирида болса, һәр хил мәзмундики диний китаблар сетилди.

москва муптиси илдар алйаутдинов: «биз бу паалийәттә, кишиләргә исламни чүшәндүрүшни вә пәйғәмбиримиз муһәммәд әләйһиссаламни тонитишни мәқсәт қилдуқ. бу йилқи паалийәткә русийәдики мусулманлардин башқа, рус хәлқиму алаһидә көңүл бөлди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر