исраилийә ирқий қирғинчилиқ садир қилған ғәззәдә 17 миңдин артуқ бала йетим қалди

б д т хәвпсизлик кеңиши ғәззә мәсилиси тоғрисида йиғин ечип, ғәззәниң нөвәттики вәзийити, болупму пәләстинлик балиларниң әһвалини муһакимә қилди.

2234038
исраилийә ирқий қирғинчилиқ садир қилған ғәззәдә 17 миңдин артуқ бала йетим қалди

б д т баш катипиниң инсанпәрвәрлик ишлириға мәсул муавин баш катипи том флетчер балиларниң вәзийитиниң наһайити еғир икәнликини тәкитләп: «ғәззәдә бир әвлад роһий зәрбә йеди. пәләстинлик балилар өлтүрүлди, шундақла ачлиқ вә соғуқта өлүмниң қойниға ташлап қойулди» деди.

флетчер ғәззәдә 17 миңдин артуқ балиниң йетим қалғанлиқини, 150 миң һамилидар айалниң җиддий давалинишқа моһтаҗ икәнликини билдүрди. у йәнә роһий чүшкүнлүк вә тәшвиштин азаб чекиватқан бир милйон балиниң роһий сағламлиқ вә иҗтимаий қоллашқа моһтаҗ икәнликини қәйт қилди.

балилар мәсилиси муһакимә қилинған йиғинда балилар параванлиқ фондиға мунасивәтлик талаш-тартишму йүз бәрди. русийәниң б д т да турушлуқ даимий вәкили василий небензийа б д т балилар параванлиқ фондиниң балиларға аит доклат сунмаслиқини тәнқид қилип, «шундақ көрүнидуки, б д т балилар параванлиқ фонди үчүн ғәззәлик балилар украиналиқ балилардин төвән орунда туриду» деди.

небензийаниң тәнқидигә қарита, б д т балилар параванлиқ фонди мәсулиниң давоста икәнлики вә шу сәвәблик доклат берәлмигәнлики билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر