америкада бир күндә 500 дин артуқ қанунсиз көчмән қолға елинди
ақсарай иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида байанат елан қилип, америка таможна вә чегра сақчилириниң дөләтниң һәрқайси районлирида қолида салаһийитини көрситидиған рәсмий материйали болмиған 538 көчмәнни назарәт астиға алғанлиқини билдүрди.

ақсарай иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида байанат елан қилип, америка таможна вә чегра сақчилириниң дөләтниң һәрқайси районлирида қолида салаһийитини көрситидиған рәсмий материйали болмиған 538 көчмәнни назарәт астиға алғанлиқини, йәнә 373 кишини назарәт астиға елиш тәлипи чиқирилғанлиқини уқтурди.
байанатта: «бу пәқәт америка пирезиденти доналд трамп һөкүмитиниң дөләт чегралирини бихәтәр һалға кәлтүрүш йолида ташлайдиған қәдәмлириниң кичиккинә бир көрүнүши» дегән ибариләргә орун берилди.
қолға елинған бәзи кишиләрниң исимлири вә садир қилған җинайәтлири «мисал» сүпитидә X тә елан қилинди.
назарәт астиға елиш һәрикәтлири давамлишиватқан нйуарк шәһириниң шәһәр башлиқи рас барака бу һәқтә тохтилип: «нйуарк кишиләрниң қанунсиз шәкилдә вәһимиләргә дучар қилинишиға қарап турмайду» деди.
нйуаркта елип берилған һәрикәткә «қорқунчлуқ» дәп баһа бәргән барака, қолға елинғанлардин бириниң америка армийәсиниң пишқәдәм җәңчиси икәнликини тәкитлиди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

парижда сүрийә мәсилиси йиғини өткүзүлди
фирансийәниң пайтәхти парижда хәлқара сүрийә мәсилиси йиғини чақирилди.