трамп: зеленский урушни тохтитиш үчүн сөһбәт елип беришқа тәййар

америка пирезиденти трамп ақсарайда өткүзүлгән имзалаш мурасимидин кейин, күнтәртипкә мунасивәтлик соалларға җаваб бәрди.

2234009
трамп: зеленский урушни тохтитиш үчүн сөһбәт елип беришқа тәййар

америка қошма иштатлири пирезиденти доналд трамп украина пирезиденти володимир зеленскийниң урушни тохтитиш келишими түзүш үчүн сөһбәт өткүзүшкә тәййар икәнликини билдүрди.у русийә-украина урушиниң «қалаймиқан» уруш икәнликини вә униң дәрһал ахирлишиши керәкликини тәкитләп: «аңлишимчә путин мән билән дәрһал көрүшмәкчи икән. дәрһал көрүшимән. иккинчи дунйа урушидин буйан мундақ уруш мәйдани көрүлүп бақмиған. бу уруш тохтитилса йахши болатти» деди.

украина пирезиденти зеленскийниң сөһбәткә тәййар йаки әмәслики һәққидики соалға җаваб бәргән трамп: «зеленский уруш тохтитиш келишими түзүш үчүн сөһбәтлишишкә тәййар. украина вә русийә наһайити көп әскәр йоқатти» деди.

трамп хитайниң русийә үстидә мәлум тәсир күчи барлиқини илгири сүрүп, урушниң ахирлишиши үчүн хитай дөләт рәиси ши җинпиңниңму бу нопузни ишлитиши керәкликини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر