путин трампниң көрүшүш сигнали беришини күтмәктә
русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремил байанатчиси димитрий песков пайтәхт москвада мухбирларға соаллириға җаваб бәрди.

киремил байанатчиси димитрий песков мухбирлар билән өткүзгән сөһбити җәйанида, йадро қораллирини контрол қилиш җәһәттә америка билән русийә сөһбәтлишидиған мәсилиләрниң барлиқини, йадро қораллирини контрол қилишқа даир қануний рамкиниң америка тәрипидин бузулғанлиқини тәкитлиди.
песков путин билән трампниң күрүшүш еһтималлиқи һәққидә тохтилип: «путин тәййар. американиң сигнал беришини күтүватимиз» деди.
у трампниң «нефит баһаси төвәнлисә, украина уруши ахирлишиду» дегән сөзини тәһлил қилип: «бу тоқунуш нефит баһасиға бағлиқ әмәс. бу тоқунуш русийәниң дөләт бихәтәрлики вә мәлум районларда йашаватқан русларниң һайатиға қаритилған тәһдитләр, америка вә йавропаниң русийәниң әндишилирини пүтүнләй рәт қилиши сәвәбидин йүз бәрмәктә» деди.
песков трампниң «зеленский келишимгә тәййар» дегән сөзигә баһа берип: «зеленский келишимгә тәййар болалмайду. чүнки келишим түзүш үчүн сөһбәт елип бериш керәк. зеленский өзи қарарнамә чиқирип, сөһбәтлишишни чәклигәниди» деди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

иссиқ иқлимлиқ бәзи дөләтләрдә қар йағди
иссиқ иқлими билән тонулған сәуди әрәбистан, ийорданийә, ливан вә ирақта қар йағди.