иран йеңи музакириләргә тәййар икәнликини билдүрди

иран муавин ташқи ишлар министир муавини казим ғәрибабади, иқтисадий җаза тәдбирлириниң бикар қилиниши үчүн музакиригә тәййар икәнликини, башқа тәрәпләрму бу хил ирадигә кәлгән әһвалда нәтиҗигә еришкили болидиғанлиқини билдүрди.

2232970
иран йеңи музакириләргә тәййар икәнликини билдүрди

иран рәсмий ахбарат агентлиқи — ирнаниң хәвиригә қариғанда, ғәрибабади җәнвә келишими қобул қилинғанлиқиниң 75-йиллиқ хатирә йиғинида мухбирларға байанат берип: «иран илгирикигә охшаш җаза тәдбирлириниң бикар қилинишиға қаритилған музакирини қайта башлашқа тәййар. биз һәр даим бу ирадигә игә болдуқ. башқа тәрәпләрдиму бу ирадә болса, сөһбәтләр әмәлгә ашиду вә нәтиҗә чиқиду» дегән.

сөһбәтләрни қайта башлап келишим һасил қилиш үчүн мувапиқ асас вә пурсәтләрниң барлиқини тилға алған ғәрибабади, иқтисадий җаза тәдбирлириниң хәлққә сәлбий тәсир көрсәткәнликини әмма нишаниға йетәлмигәнликини оттуриға қойған.

иранлиқ әмәлдар йәнә, йеқинда үч йавропа дөлити (германийә, әнглийә вә фирансийә) билән өткүзүлгән сөһбәтләрни тилға елип, йавропа билән йеңи бир музакирә басқучини бекитиш вә мәслиһәтлишишни давамлаштуруш тоғрисида келишкәнликини билдүрүп: «йеңи басқучниң вақтини бирликтә мәслиһәтлишиш арқилиқ бәлгиләймиз, әмма сөһбәтләрниң давамлишиши тоғрисида ортақ тонушқа кәлдуқ» дегәнләрни қәйт қилған.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر