трамп кубани қайтидин «террорлуққа йардәм бәргүчи дөләтләр» тизимликигә киргүзди
америка пирезиденти доналд трамп байдин һөкүмитиниң қарарнамәсини бикар қилип, кубани қайтидин «террорлуққа йардәм бәргүчи дөләтләр» тизимликигә киргүзди.
2232945

америка пирезиденти трамп вәзипигә олтурушиниң тунҗи күнидә нурғун пирезидентлиқ қарарнамилиригә имза қойди؛ ақ сарай байанат елан қилип, трамп имзалиған қарарнамиләрдин бириниң байдин һөкүмити мәзгилидә имзаланған 78 қарарнамә вә иҗраийәниң бикар қилинишини мәзмун қилидиғанлиқини уқтурди.
байанатта, трампниң байдин һөкүмити мәзгилидә имзаланған кубаға мунасивәтлик қарарнамәниму бикар қилип, уни «террорлуққа йардәм бәргүчи дөләтләр» тизимликигә қайта киргүзгәнлики қәйт қилинди.
буниң билән, куба пирезиденти мигуел диаз-канел иҗтимаий таратқу суписи «X» тики адресида байанат елан қилип, трампниң бу қарариға наразилиқ билдүрди вә у «мәсхирә вә суйиистимал» дәп баһа бәргән бу һәрикәтниң «америка һөкүмитиниң тизимлики вә бир тәрәплимә бесим механизмилириниң ишәнчсизликини тәстиқлиғанлиқи»ни билдүрди.
ақ сарай 14-йанварда байанат елан қилип, дөләт мәҗлисигә йолланған рәсмий уқтурушқа асасән, кубаниң «террорлуққа йардәм бәргүчи дөләтләр» тизимликидин чиқирилидиғанлиқини билдүргәниди.
қарардин кейин, кубада һәрхил җинайәтләр билән җазаға һөкүм қилинған бәзи мәһбусларниң қәдәмму қәдәм қойуп берилишкә башланғанлиқи җакарланған иди.
илгирики америка пирезидентлиридин барак обама 2015-йили 29-май кубани террорлуққа йардәм бәргүчи дөләтләр тизимликидин чиқарған иди. әмма униңдин кейин вәзипигә кәлгән трамп һөкүмити 2021-йили йанварда, техиму ениқ қилип ейтқанда, вәзипә өтәш мәзгилиниң ахирқи һәптисидә кубани қайтидин бу тизимликкә киргүзгән иди.
тизимликтә кубадин башқа йәнә шималий корейә, иран вә сүрийә бар.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر

иссиқ иқлимлиқ бәзи дөләтләрдә қар йағди
иссиқ иқлими билән тонулған сәуди әрәбистан, ийорданийә, ливан вә ирақта қар йағди.