дунйа рәһбәрлири трампни тәбрикләшни давамлаштурмақта

америка қошма иштатлирида трампниң иккинчи мәзгиллик пирезидентлиқ дәври башланди.

2232941
дунйа рәһбәрлири трампни тәбрикләшни давамлаштурмақта

доналд трамп қәсәм берип американиң 47-пирезиденти болғандин кейин, дунйа рәһбәрлири арқа-арқидин тәбрик телеграммилири йоллиди.

русийә пирезиденти владимир путин трампқа тәбрик телеграммиси йоллап: «американиң йеңи һөкүмити билән украина мәсилисидә дийалог өткүзүшкә тәййармиз» деди.

украина пирезиденти володимир зеленскийму, американиң 47-нөвәтлик пирезиденти доналд трампни тәбриклиди һәмдә униң пирезидент болушиға «дунйави мәсилиләр қатарлиқ нурғун мәсилиләрни һәл қилиш үчүн бир үмид» дәп баһа бәрди.

әнглийә баш вәзири кер стармер трампқа тәбрик телеграммиси йоллиди.

сүрийәдики йеңи һөкүмәтниң рәһбири әһмәд шараму доналд трампниң вәзипигә олтурушини тәбрикләп телеграмма йоллиди. шара телеграммисида: «икки дөләт арисидики мунасивәтниң раваҗлинишини төт көз билән күтимән» дегән ибарини ишләтти.

шуниң билән бир вақитта, йавропа иттипақиму тәбрик телеграммиси йоллиди. йавропа иттипақи алий вәкили кайа каллас: «биз бирликтә дунйави қийинчилиқларни йеңиш йолида техиму күчлүк вә техиму бихәтәр болимиз» деди.

нато баш катипи марк руттему трампни тәбриклиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر