һамас: «һамасниң бу қетимқи уруш тохтитиш келишимидә түркийәниң роли наһайити чоң»

һамас сийасий бйуроси әзаси муһәммәд нәззал қатарниң пайтәхти доһадики уруш тохтитиш музакирәлириниң келишим нуқтисиға келишидә, түркийәниң тәсириниң наһайити чоң болғанлиқини ейтти.

2232410
һамас: «һамасниң бу қетимқи уруш тохтитиш келишимидә түркийәниң роли наһайити чоң»

һамас сийасий бйуроси әзаси муһәммәд нәззал һамасниң доһадики ишханисида байанат елан қилди.

у байанатида, ғәззәдә уруш тохтитиш келишими музакирәлиригә түркийәниң һәр даим йеқиндин көңүл бөлгәнликини билдүрүп, мундақ деди:

«түркийә һечқачан бу музакирәләрдин йирақ турмиди вә болупму йеқинқи айларда йеқиндин көзәтти. исраилийәниң түркийәниң үнүмлүк ролиға тосқунлуқ қилишиға қаримастин, биз һәр даим түркийәниң бир шәкилдә музакирә җәрйаниға қатнишиши керәкликини ейттуқ.»

уруш тохтитиш музакирәлириниң келишим нуқтисиға келишидә түркийәниң тәсириниң чоң болғанлиқи тәрәпкә диққәтләрни тартқан нәззал: «түркләр үстәлдә болмисиму музакирәләрниң үзлүксиз вә қәтий шәкилдики назарәтчиси болди, тәрәққийатларни давамлиқ көзәтти. музакирәләрдә вә буниң нәтиҗисидә түзүлгән келишимниң бу нуқтиға келишидә тәсири наһайити чоң болди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر