«сүрийәдә 100 гә йеқин адәмниң җәсәт қалдуқи тепилди

сүрийәниң пайтәхти дәмәшиқтики хәлқара айродромға баридиған йолниң бойида 100 гә йеқин кишиниң җәсәт қалдуқлири тепилди.

2220478
«сүрийәдә 100 гә йеқин адәмниң җәсәт қалдуқи тепилди

бәс һакимийити ағдурулғандин кейин дөләт миқйасидики издәш-тәкшүрүш паалийәтлири давамлашмақта؛ бу даиридә, дәмәшиқ айродромиға баридиған йол бойида тәхминән 100 кишиниң җәсәт қалдуқлири тепилди.

җәсәтләрниң бәзилири җәсәт халтилириға селинған, йәнә бәзилири болса йол бойиға ташливетилгән болуп, җәсәт халтилириниң үстидә парсчә хәтләрниң барлиқи байқалди.

җәсәт қалдурқлири тепилғандин кейин райондики издәш-тәкшүрүш хизмәтлири техиму кеңәйтилди.

сүрийәдә 27-нойабир күни һакимийәт күчлири билән өктичи қораллиқ гуруппилар арисидики тоқунушлар күчийишкә йүзләнгән؛ хәлқниң7-өктәбирдә пайтәхт дәмәшиққә киришкә башлиған қораллиқ өктичиләрни қоллайдиғанлиқини билдүрүшигә әгишип, әсәд түзүми дәмәшқ вә башқа нурғун җайларда контроллуқни пүтүнләй йоқитип ғулиғаниди.

бәс партийәсиниң дөләттики 61 йиллиқ һакимийити ахирлашқан, сабиқ түзүмниң рәһбири бәшшар әсәд пайтәхттин қечип кәткәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر