«сүрийә земиниға һуҗум қилишқа йол қойулмаслиқи керәк»

ирақ баш министири муһәммәд шийа судани сүрийә земиниға қилиниватқан һуҗумларға йол қойулмаслиқи керәкликини билдүрди.

2220546
«сүрийә земиниға һуҗум қилишқа йол қойулмаслиқи керәк»

ирақ баш министири судани пайтәхт бағдадта америка қошма иштатлири ташқи ишлар министири антони билинкенни қобул қилди.

ирақ баш министирлиқ мәһкимиси ишханиси байанат елан қилип, шийа билән блинкинниң учришишида, икки дөләт мунасивәтлири вә ортақ һәмкарлиқни тәрәққий қилдуруш йоллиридин башқа районға мунасивәтлик өзгиришләр, сүрийәниң нөвәттики вәзийити, сүрийәдә бихәтәрликни күчәйтиш вә пүтүн районни муқимлиққа ериштүрүш үчүн йолида қилиниши керәк болған районлуқ вә хәлқаралиқ хизмәтләрниң музакирә қилинғанлиқини билдүрди..

баш министир судани сөһбәт җәрйанида, ирақниң сүрийәни қоллаш мәсилисидики позитсийәсини вә дост дөләтләрниң сүрийәликләрниң дөлитини қайта қуруш, у йәрдики пуқраларниң тинчлиқиға тәсир көрситидиған қийинчилиқларни йеңишигә йардәм қилишиниң муһимлиқини тәкрарлиди.

муқимлиқниң күчийиши үчүн сүрийә хәлқиниң барлиқ қатламлириниң дөләтниң башқуруш қатлимида вәкиллик қилиши керәкликини тәкитлигән судани, ирақниң, сүрийәдики сийасий мусапигә өтүш басқучиға мәсул тәрәпләрдин сөз әмәс, әмәлий һәрикәт күтидиғанлиқини тәкитлиди.

у һечқандақ тәрәпниң сүрийә земиниға һуҗум қилишиға йол қойулмаслиқи керәкликини ипадилиди вә бундақ қилишниң районниң бихәтәрлики вә муқимлиқиға қаритилған тәһдит икәнликини әскәртти.

америка ташқи ишлар министири билинкенму сүрийә хәлқиниң таллишиға һөрмәт қилиш вә сүрийә хәлқиниң ирадиси вә тәркиблириниң хилмухиллиқини әкс әттүридиған сиғдурушчан бир һөкүмәт қуруш үчүн хизмәт қилишниң зөрүрлүки мәсилисидә дөлитиниң ирақ билән охшаш пикирдә икәнликини тәкитлиди.

билинкен, ирақниң райондики һалқилиқ бир һәмкар сүпитидә ойниған ачқучлуқ ролиниң вә районда йүз бериватқан нөвәттики өзгиришләр мәсилисидә ирақ билән мәслиһәтлишишниң муһимлиқини тилға елип өтти.

министир билинкен йәнә, террорлуқ тәшкилати даишқа қарши хәлқаралиқ иттипақ әзалириниң ирақниң бихәтәрлики, игилик һоқуқи вә муқимлиқини сақлаш вәдисидә чиң туридиғанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر