җәнубий суданда холера вабаси тарқап 60 киши һайатидин айрилди

җәнубий суданда 28-өктәбирдин буйан холера ваба кесили сәвәбидин 60 киши һайатидин айрилди.

2220503
җәнубий суданда холера вабаси тарқап 60 киши һайатидин айрилди

җәнубий судан пирезиденти салва киир майаридит рийасәтчиликидә ечилған кабинет йиғинидин кейин, җәнубий судан учур-алақә министири михаил макуей луес, дөләттики холера вабасиға гириптар болғанлар саниниң 6 миңдин ашқанлиқини билдүрди.

луес, җәнубий суданда холера вабасиниң һәммә йәргә тарқалғанлиқини, 28-өктәбирдин буйан холера сәвәбидин 60 кишиниң һайатидин айрилғанлиқини җәзмләштүрди.

холераниң болупму судандики уруш сәвәбидин дөләткә қечип кәлгән мусапирлар арисида кәң тарқалғанлиқиға ишарәт қилған луес, әһвални контрол қилиш үчүн тиришчанлиқларниң давамлишиватқанлиқини қәйт қилди.

җәнубий судан һөкүмити, 10-декабирда б д т һәмкарлиқида дөләттики холера вабаси вәқәлириниң көпийишиниң алдини елиш үчүн пуқраларға ваксина әмләш пирограммисини йолға қойғаниди.

уруш давамлишиватқан қошна суданда болса холера сәвәбидин 12-авғустта ваба елан қилинған вә йуқумланғучилар саниниң 46 миңдин ашқанлиқи билдүрүлгәниди.

судандики уруш түпәйлидин җәнубий суданға өткәнләр сани 880 миң әтрапида дәп мөлчәрләнмәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر