гиретсийә сүрийәликләрниң панаһлиниш илтимасиға җаваб беришни тоңлатти

гиретсийә сүрийәлик мусапирларниң панаһлиқ тиләш илтимаслириға җаваб беришни тоңлатти

2220552
гиретсийә сүрийәликләрниң панаһлиниш илтимасиға җаваб беришни тоңлатти

гиретсийә һөкүмити ташқи ишлар вә бихәтәрлик кеңиши йиғини чақирип, сүрийәликләрниң панаһлиқ тиләш илтимаслири мәсилисини музакирә қилди.

йиғинда, сүрийәликләрниң бүгүнгичә гиретсийә органлириға сунған панаһлиқ тиләш илтимаслириниң әксичә бир қарар чиққучә тохтитип қойулушиға қарар қилинди.

игилинишичә, һөкүмәт, һәр һәптә вәзийәтни муһакимә қилип, сүрийәдики өзгиришләрни әтраплиқ көзитип, сүрийәликләрниң илтимаслириға қарита тутидиған йолни бәлгиләйдикән.

мәвҗут илтимаслар сәвәбидин пиланланған сөһбәтләрни орунлаштуруш давамлишидикән, йеңи илтимасларни қобул қилишму давамлишидикән, әмма бу мәсилә  тоғрисида ахирқи қарар чиқип болғучә илтимасларға иҗабий йаки сәлбий җаваб берилмәйдикән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر