гутеррес әрдоғанға миннәтдарлиқ билдүрди
бирләшкән дөләтләр тәшкилати баш катипи антонийо гутеррес җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға миннәтдарлиқ билдүрди.
б д т баш катипи антонйо гутеррес ефийопийә билән сомали оттурисида имзаланған әнқәрә байаннамәсини мәмнунийәт билән қарши алидиғанлиқини әскәртти, һәмдә икки дөләт рәһбәрлирини бир йәргә җәм қилиш вә келишим һасил қилишта ойниған роли үчүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға миннәтдарлиқ билдүрди.
б д т байанат ишлири ишханиси гутерресниң әнқәрә байаннамәсидин интайин хурсән икәнлики тоғрисида йазма байанат елан қилди.
байанатта, гутерресниң әнқәрә байаннамәсидин интайин хурсән икәнлики, җумһур рәис әрдоғанниң сайисида, сомали пирезиденти һәсән шәйх мәһмуд билән ефийопийә баш министири абий әһмәдниң талаш-тартишлиқ мәсилилирини достлуқ вә өзара һөрмәт қилиш асасида һәл қилиш қарариға кәлгәнлики билдүрүлди, һәмдә гутерресниң техникилиқ сөһбәтләрниң башлиниши вә бу басқучтики иҗабий нәтиҗиләрни төт көзи билән күтүватқанлиқи қәйт қилинип мундақ дейилди:
«б д т баш катипи икки дөләт рәһбәрлирини бир йәргә җәм қилиш тиришчанлиқи вә келишим һасил қилинишида ойниған иҗабий роли үчүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға миннәтдарлиқ билдүриду. бирләшкән дөләтләр тәшкилати бу басқучни қоллашқа тәййар.»