фирансийәниң көплигән шәһәрлиридә намайиш өткүзүлди
фирансийәдә пайтәхт париж қатарлиқ нурғун шәһәрләрдә бәзи ширкәтләрниң ишчи – хизмәтчилирини коллектип һалда иштин бошитишиға қарши намайиш өткүзүлди.
2220365
![фирансийәниң көплигән шәһәрлиридә намайиш өткүзүлди](http://cdn.trt.net.tr/images/xlarge/rectangle/84ec/e5c7/88bd/60054ecf893d0.jpg?time=1737099718)
фирансийә омумий ишчилар иттипақиниң чақириқи билән 120 нуқтида өткүзүлгән намайишларда, санаәт саһәсидики ишқа орунлаштурушниң давамлишиши вә тәхминән 300 миң кишигә тәсир көрситидиған ишчи – хизмәтчиләрни коллектип һалда иштин бошитишниң тохтитилиши тәләп қилинди.
парижда шу җай вақти саәт 14:00 дә башланған намайишта, намайишчилар шоарларни товлиди вә «келәчикимизни пул бәлгилийәлмәйду» дегән хәтләр йезилған вивискиларни көтүрүп маңди.
йавропа иттипақиниң тәкшүрүшидин кейин, бәзи ширкәтләрниң ишчи – хизмәтчилири париж һөкүмитиниң фирансийә төмүр йол ширкитиниң сода маллирини тошуш тармиқини қайта тәшкилләш тоғрулуқ чиқарған қарариға наразилиқ билдүрүп алдинқи күни иш ташлиғаниди.