исраилийә мудапиә министири йисраел катс, лазиқиййә портиға елип барған һуҗум һәққидә тохталди

исраилийә мудапиә министири йисраел катс, лазиқиййә портиға елип барған һуҗумда сүрийәниң уруш парахотлирини йоқ қилғанлиқини ейтти.

2219440
исраилийә мудапиә министири йисраел катс, лазиқиййә портиға елип барған һуҗум һәққидә тохталди

исраилийә мудапиә министирлиқидин елан қилинған йазма байанатқа асасланғанда, катс хайфа шәһиридики исраилийә армийәсиниң деңиз армийә базисини зийарәт қилған.

катс бу йәрдә, алдинқи күни лазиқиййә портиға исраилийә деңиз армийәси тәрипидин елип берилған һуҗумларға даир мәсуллардин мәлумат алған.

лазиқиййә портиға елип барған һуҗумниң мәсулийитини үстигә алған катс, исраилийә армийәсиниң бу һуҗум  арқилиқ сүрийәниң уруш парахотлирини йоқ қилғанлиқини оттуриға қойған.

катс, исраилийә армийәсиниң сүрийә чеграсидики тәңпуң районини ишғал қилишини тамамлашқа аз қалғанлиқини билдүргән.

йәнә бир тәрәптин исраилийә армийәси, бәшар әсәдниң йәкшәнбә күни ағдурулғандин кейин сүрийәгә қарита исраилийәниң күчәйткән һава һуҗумлири һәққидә йазма байанат елан қилди.

байанатта, әсәд ағдурулғандин буйан 320 истратегийәлик нишанға һава һуҗуми елип берилғанлиқи билдүрүлди.

пачақланған нишанлар арисида сүрийәниң һава мудапиә системилири, башқурулидиған бомба амбарлири, һәрбий айропилан вә тик учарлардин башқа йәнә һәрбий парахотларниңму барлиқи билдүрүлди.

байанатта,  мәзкур һуҗумларда баас партийәси һакимийитидин қалған сүрийәниң һәрбий қабилийитиниң 70 пирсәнтидин көпирәкиниң йоқ қилинғанлиқи илгири сүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر