исраилийә ғәззәдә аилә қоро биналириға һуҗум қилип, вәһшийанә қирғинчилиқини давамлаштурмақта
исраилийә ғәззәниң оттура вә шималий районлирида икки аилә қору бинасиға һуҗум қилди.
исираилийә айропиланлириниң ғәззәниң оттура вә шималий районлириға қилған һуҗумида, 25 пәләстинлик һайатидин айрилип, көп санда пәләстинликләр йариланди.
исраилийә уруш айропиланлири ғәззә земининиң шималидики мәшру бәйт лаһийа районида кәмал әдван дохтурханиси йенидики үч қәвәтлик бир бинани бомбардиман қилди.
һуҗумда бина пүтүнләй вәйран болди, 18 кишиниң һайатидин айрилғанлиқи вә 12 кишиниң һазирму бина харабилики астида икәнлики билдүрүлди.
исраилийәниң нусайрат панаһланғучилар лагериниң җәнубий һәмдә ғәрбидики сафин районида бир аилә қоро бинасини бомбардиман қилиши нәтиҗисидә һайатидин айрилған йәттә кишиниң җәсити билән йариланған алтә киши әл әвдә дохтурханисиға елип келинди.
пәләстинлик пуқралар билән қутқузуш әтрәтлири бина харабилики астидики кишиләрни издәш вә қутқузуш хизмәтлирини давамлаштурмақта.