террорлуқ тәшкилати п к к/й п г исраилийәгә йалвуруп йардәм вә қоғдаш тәләп қилди
сүрийәдә әсәд һакимийити ағдурулғандин кейин, террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң исраилийәгә йалвуруп, йардәм вә қоғдаш тәләп қилғанлиқи билдүрүлди.
2219324
«җерусалим пошта гезити»гә чиққан хәвәрдә, әсәд ағдурулғандин кейин п к к/й п г террорчилириниң исраилийәгә йалвуруп, йардәм вә қоғдаш тәләп қилғанлиқи билдүрүлди.
хәвәрдә, бу тәләпниң қандақ сунулғанлиқи йаки исраилийәниң қандақ җаваб бәргәнликигә даир тәпсилатлар һәққидә мәлумат берилмиди.
исраилийә ташқи ишлар министири гидион саар, алдинқи күни елан қилған байанатида сүрийә миллий армийәсиниң мунбичқа қилған һуҗумидин биарам болғанлиқини билдүргән иди.
саар, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ға қарши һәрикәтләрниң тохтитилишини тәләп қилған иди.
сүрийәдә йәкшәнбә күни 61 йиллиқ баас һакимийити ағдурулуп, бәшар әсәд өз дөлитидин қачқан иди.