«йавропа түркийә билән техиму күчлүк һәмкарлишиши керәк»
германийәдә өктичи хиристийан демократлар иттипақи партийәси рәиси фредрих мерз оттура шәрқтә тинчлиқ орнитиш үчүн йавропаниң түркийә билән техиму күчлүк һәмкарлишиши керәкликини билдүрди.
фредрих мерз сүрийәдә йәкшәнбә күни бәшшар әсәд һакимийитиниң ағдурулушидин кейин, германийәниң «‹RTL› телевизийә қанили» да сүрийәдики өзгиришләр һәққидә тохталди.
мерз сөзидә сүрийәдә русийәниң «аҗизлашқанлиқини» тәкитләп мундақ деди:
«чүнки русийә сүрийә вә у йәрдики һакимийәтни қоғдайдиған бир күч иди. түркийә болса күчәйди. түркийә һазир пүткүл оттура шәрқ районида наһайити зор рол ойнимақта.»
германийәдә 23-феврал күни муддәттин бурун өткүзүлүши пиланлиниватқан омумий сайламда хиристийан демократлар иттипақи партийәлириниң баш министир намзати болған мерз сөзини давамлаштуруп мундақ деди:
«шу вәҗидин, пәқәтла биз германларғила әмәс, йавропалиқларғиму мундақ йахши тәклип беришкә болиду: бу районда сийасий җәһәттин тинчлиқ орнитиш үчүн әмди түркийә билән техиму күчлүк һәмкарлиқ орнитишимиз керәк. дәрвәқә, бу германийә вә йавропа сийаситиниң нөвәттики вәзиписидур.
шуни алаһидә тәкитләп өтимәнки, әмди биз сүрийәдә қандақ өзгиришләрниң болғанлиқини, ички урушниң расттинла ахирлашқан-ахирлашмиғанлиқини көрүшимиз керәк.».
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
фирансийә мәһкимиси бәшшар әсәд үстидин тутуш буйруқи чиқарди
фирансийә сүрийәниң ағдуруветилгән рәиси бәшшар әсәд үстидин тутуш буйруқи чиқарди.