әнглийә билән ирақ нетанйаһуни қаттиқ әйиблиди

әнглийә билән ирақ исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһуниң голан егизлики һәққидики сөзлирини қаттиқ әйиблиди.

2219092
әнглийә билән ирақ нетанйаһуни қаттиқ әйиблиди

исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу сүрийәдә бәис партийәси һакимийитиниң ағдурулушидин кейин, исраилийә қуруқлуқтин ишғал қилиш паалийәтлирини көпәйтишкә урунуватқан голан егизликиниң «исраилийә территорийәсиниң мәңгү айрилмас бир қисми» болидиғанлиқини илгири сүрди.

бенйамин нетанйаһу ахбарат елан қилиш йиғинида, исраилийә қуруқлуқтин ишғал қилиш паалийәтлирини көпәйтишкә урунуватқан, хәлқара қанунға асасән сүрийә земини һесаблинидиған голан егизлики вә сүрийәдә әсәд һакимийитиниң ағдурулуши һәққидә байанатларни бәрди.

нетанйаһу 1967-йилдин буйан исраилийәниң ишғалийити астидики голан егизликиниң «исраилийә территорийәсиниң мәңгү айрилмас бир қисми» болидиғанлиқини, исраилийәниң голан егизликидики һәрбий мәвҗудийитиниң исраилийәниң «бихәтәрлики вә игилик һоқуқини капаләткә игә қилидиғанлиқи» ни илгири сүрди.

сүрийәдә 61 йиллиқ бәис партийәси һакимийитиниң ағдурулуши тоғрилиқму байанатларни бәргән баш министир нетанйаһу, буниң дөлитиниң «һамас, һизбуллаһ вә иранға қаритилған һуҗумлириниң биваситә нәтиҗиси» икәнликини ейтти.

у иранниң бәшшар әсәд һакимийитини қоғдап қелиш үчүн милйардларчә доллар хәҗлигәнликини илгири сүрди, һәмдә бәшшар әсәд һакимийитини «ирандин һизбуллаһқа баридиған қорал - йарағ линийәси» дәп атиди.

исраилийә армийәси йәкшәнбә күни баш министир бенйамин нетанйаһу вә дөләт мудапиә министири йисраел катзниң көрсәтмиси бойичә ишғалийәт астидики голан егизликидики биәрәп районға бесип киргәниди.

ирақ исраилийәниң голан егизликидики битәрәп районниң игилик һоқуқини дәпсәндә қилишини қаттиқ әйиблиди.

ирақ ташқи ишлар министирлиқиниң бу һәқтә елан қилинған байанатида мундақ дейилди:

 «исраилийә армийәсиниң сүрийәдики йеқинқи өзгиришләрни баһанә қилип, ишғалийти астидики голан егизликидики битәрәп районни бесивелишини қаттиқ әйибләймиз. дәрвәқә, бу хәлқара қанунниң очуқ - ашкара һалда дәпсәндә қилинишидур.»

әнглийә ташқи ишлар вазаритиниң исраилийә армийәсиниң голан егизликидики битәрәп районни бесивелиши һәққидә елан қилинған  байанатида мундақ дейилди:

«позитсийәмиз ениқтур, голан егизлики исраилийәниң ишғалийити астидики земиндур, исраилийәниң бу йәрни бесивелишини қобул қилмаймиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر