п к к ниң дирәззурға қилған һуҗумида 10 пуқра қаза қилди
бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/й п г ниң сүрийәниң дирәззур вилайитиниң мәркизини игиливелиш үчүн қилған һуҗумида 10 пуқра һайатидин айрилди.
сүрийәдә 27-нойабир күни кәскинлишип кәткән тоқунушлардин кейин бәшшар әсәд күчлири өткүзүп бәргән дирәззур вилайитиниң мәркизидә пут тирәп туралмиған вә әрәб қәбилилири билән болған тоқунушлардин кейин бу йәрдин қоғливетилгән террорчилар шәһәргә қайта һуҗум қилди.
п к к/й п г террорчилириниң шәһәр мәркизидики пуқраларға һуҗум қилиши нәтиҗисидә 10 пуқра һайатидин айрилди.
пуқралар тәрипидин террорчиларниң һуҗумлири ведиоға елип аммиви таратқуларда тарқитилған көрүнүшләрдә, п к к/й п г ниң җамәниң мунаридин кочидики пуқраларға оқ чиқарғанлиқи вә пуқраларниң қан ичидә қалғанлиқи көрүлиду.
сүрийәдә 27-нойабир күни бәшшар әсәд күчлири билән өктичи қораллиқ гуруппилар оттурисидики тоқунушлар кәскинләшкәниди.
7-декабир күни пайтәхт дәмәшиққә киришкә башлиған гуруппиларни хәлқ аммисиму қоллап, қизғин қарши алған, буниң нәтиҗисидә бәшшар әсәд һакимийити бу йәрдә вә башқа нурғун районларда контроллуқни пүтүнләй йоқитип, йимирилгәниди.
йәкшәнбә күниму бәис партийәсиниң дөләттики 61 йиллиқ һакимийити ахирлашқан болуп, бу һакимийәтниң рәһбири бәшшар әсәд пайтәхттин қечип кәткәниди.