ғәззәдә исраилийәниң қәтлиамлирида өлгән пәләстинликләрниң сани 44 миң 786 гә йәтти
исраилийә армийәсиниң 2023-йили 7-өктәбирдин башлап ғәззә районида давамлаштуруватқан қәтлиамлирида қаза қилған пәләстинликләрниң сани йеқинқи 24 саәт ичидә 28 адәм көпийип 44 миң 786 гә йәтти.
ғәззәдики пәләстин сәһийә министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, исраилийәниң уда 431 күндин буйан ғәззә районида давамлаштуруватқан қәтлиамлири һәққидә мәлумат берилди.
байанатта, исраилийә армийәсиниң йеқинқи 24 саәт ичидә ғәззәниң охшимиған районлирида йүргүзгән 4 қетимлиқ қәтлиамлири давамида йәнә 28 пәләстинликниң һайатидин айрилғанлиқи, 54 пәләстинликниң йариланғанлиқи байан қилинди.
шуниң билән, исраилийәниң 2023 - йили 7-өктәбирдин башлап ғәззә районида давамлаштуруватқан қәтлиамлирида қаза қилған пәләстинликләр саниниң 44 миң 786 гә, йариланған пәләстинликләр саниниң 106 миң 188 гә йәткәнлики әскәртилди.
байанатта йәнә, харабиликләрниң астида вә йол бойлиридиму өлүкләрниң барлиқи, әмма исраилийә әскәрлириниң тосалғу болуши сәвәбидин давалаш әтрәтлири билән хәлқ мудапиә хадимлириниң җәсәтләрни алалмайватқанлиқи тәкитләнди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
йәмәндики партлашта 8 киши һайатидин айрилди
йәмәнниң бәйда шәһиридә бир май қачилаш понкитида йүз бәргән партлашта 8 киши һайатидин айрилди.