песков: әсәдкә панаһлиқ бериш мәсилисигә путин қарар қилиду

русийә пирезидентлиқ мәһкимиси—киремил байанатчиси димитрий песков, сүрийәдики бәс һакимийитиниң абдуруп ташланған рәһбири бәшшар әсәд вә униң аилисидикиләргә панаһлиқ бериш һоқуқиниң русийә пирезиденти виладимир путинниң қолида икәнликини билдүрди

2218705
песков: әсәдкә панаһлиқ бериш мәсилисигә путин қарар қилиду

русийә пирезидентлиқ мәһкимиси — киремил байанатчиси димитрий песков пайтәхт москвада мухбирларға сүрийәниң нөвәттики вәзийити тоғрисида байанат бәрди.

песков русийәниң бәшшар әсәд вә униң аилисидикиләргә панаһлиқ бериш қарари тоғрисида тохтилип: «буниңға охшаш қарарлар пирезидентниң рухситисиз елинмайду. бу униң қарари» деди.

путинниң һазирчә бәшшар әсәд билән көрүшүш пиланиниң йоқлуқини тилға алған песков, бәшшар әсәдниң орни һәққидә учур беришни халимиди.

песков русийәниң сүрийәниң һимәймим вә тартус районлиридики һәрбий базилириниң әһвалини тилға елип: «қандақла болмисун, бу сүрийәдә һакимийәт йүргүзгүчиләр билән мәслиһәтлишишкә тегишлик мәсилә. һазир өзгириш вә чекидин ашқан муқимсизлиқ дәври давамлашмақта. шуңлашқа, вақитқа һәмдә әстайидил кеңишишкә еһтийаҗ бар» деди.

у бу базиларниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн зөрүр қәдәмләрниң ташланғанлиқини ейтти.

песков росийә, түркийә вә иранниң сүрийә мәсилисини һәл қилиш үчүн қурған астанә форматиға ишарәт қилип: «бу формат әһмийитини йоқатти. башқа тәрәптин мәзкур дөләтләр оттурисидики пикир алмаштуруш вә сийасий кеңишиш механизми сүпитидә һәмишә күчкә игә. мәлум мәнидин ейтқанда, бу мәслиһәтләр әлвәттә давамлишиду» деди.

димитрий песков йәнә сүрийә вәзийити тоғрисида түркийә вә райондики башқа дөләтләр билән алақини давамлаштуруватқанлиқини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر