б д т сүрийә һәққидә байанат елан қилди
б д т баш катипи гутеррес: «14 йиллиқ вәһшийанә уруш вә мустәбит һакимийәт ахирлашқандин кейин, сүрийә хәлқи муқим вә тинч кәлгүси бәрпа қилиш үчүн тарихий пурсәткә еришти» деди.
б д т баш катипи антонийо гутеррес сүрийәдики баас партийәси һакимийити ағдурулғандин кейин, йазма байанат елан қилди.
гутеррес сүрийәликләрниң сүрийәниң кәлгүсини бәлгилиши керәкликини тәкитләп, б д т ниң сүрийәдики алаһидә вәкили гейир о.педерсенниң бу йөнилишни давамлиқ қоллайдиғанлиқини тәкитлиди.
гутеррес: «14 йил давамлашқан вәһшийанә уруш вә мустәбит һакимийәт ахирлашқандин кейин, сүрийә хәлқи муқим вә тинч кәлгүси бәрпа қилиштәк тарихий пурсәткә еришти» деди.
гутеррес тәртиплик сийасий өткүнчи басқучқа капаләтлик қилиш үчүн «қилишқа тегишлик нурғун хизмәтләр» ниң барлиқини тәкитләп: «бу сәзгүр пәйттә, зораванлиқтин сақлиниш вә кәмситишсиз һалда барлиқ сүрийәликләрниң һоқуқини қоғдаш чақириқимни қайта тәкитләймән» деди.
гутеррес консуллар вә дипломатик органлар билән у йәрдә хизмәт қиливатқан хадимларниң хәлқара қанун бойичә қоғдилиши керәкликини тәкитлиди.
б д т баш катипи сүрийәликләрниң йараштуруш, адаләт, әркинлик вә гүллиниш һәммәйләнгә тәң йәткүзүлидиған бир дөләт қурушини қоллайдиғанлиқини байан қилип, буниң сүрийәниң сиҗил тинчлиқиниң йоли икәнликини тәкитлиди.
сүрийәдә 27-нойабирда һакимийәт күчлири билән өктичи қораллиқ гуруппилар арисида тоқунушлар кәскинләшкән иди.
пайтәхт дәмәшиққә 7-декабирда (2024) киришкә башлиған өктичи гуруппиларни хәлқ аммисиниңму қоллап қуввәтлиши билән, һакимийәт дәмәшиқ вә башқа нурғун районларда контроллуқини пүтүнләй йоқитип, йиқилған иди.
түнүгүн (8-декабир) баас партийәсиниң дөләттики 61 йиллиқ һакимийити айағлашқан вә һакимийәт рәһбири бәшшар әсәд пайтәхт дәмәшиқтин қачқан иди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
йәмәндики партлашта 8 киши һайатидин айрилди
йәмәнниң бәйда шәһиридә бир май қачилаш понкитида йүз бәргән партлашта 8 киши һайатидин айрилди.