русийә-америка мудапиә министирлири телефонлашти

русийә армийәси баш иштаб башлиқи валерий герасимоф билән америка армийәси баш иштаб башлиқи чарлез қ. бировн телефон сөһбити өткүзди.

2217838
русийә-америка мудапиә министирлири телефонлашти

русийә дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, икки дөләт мудапиә министирлириниң 27-нойабир күни телефон сөһбити өткүзгәнликини уқтурди.

байанатта көрситилишичә, телефон сөһбити русийә тәрәпниң тәлипигә асасән елип берилған болуп, америка тәрәпкә русийә әскәрлириниң ақ деңизда елип берилидиған йуқири ениқлиқтики башқурулидиған бомба маневири һәққидә учур берилгән.

сөһбәтниң маневир райониға йеқин америка вә шималий атлантик әһди тәшкилати — нато парахотлири билән йүз бериш еһтимали болған вәқәләрниң алдини елишни мәқсәт қилғанлиқи оттуриға қойулди.

игилинишичә, русийә 12-айниң 1-күнидин 3-күнигичә ақ деңизда маневир өткүзгән вә маневир җәрйанида йуқири сәзгүрлүккә игә башқурулидиған бомба ишләткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر