хитай американиң 13 ширкити билән алтә пуқрасиға җаза йүргүзидиғанлиқини елан қилди

хитай тәйвәнгә қорал сетип бәргәнлики үчүн американиң 13 дөләт мудапиә санаити ширкити вә алтә әмәлдариға җаза йүргүзидиғанлиқини елан қилди.

2217839
хитай американиң 13 ширкити билән алтә пуқрасиға җаза йүргүзидиғанлиқини елан қилди

хитай ташқи ишлар министирлиқи йазма байанат елан қилип, американиң тәйвәнгә йеңи қорал сетишиниң «бир хитай» пиринсипи вә икки дөләт мунасивитиниң асаси болған үч бирләшмә хитабнамигә зит икәнликини оттуриға қойди.

байанатта, тәйвәнгә қорал сетип беришниң хитайниң ички ишлириға арилишиш икәнлики, бу қәдәмниң хитайниң игилик һоқуқи вә земин пүтүнлүкигә тәһдит салғанлиқи, ташқи җазаға қарши туруш қануниға асасән 13 ширкәт вә алтә әмәлдарға җаза берилидиғанлиқи оттуриға қойулди.

җаза даирисидә, бу ширкәт вә шәхсләрниң хитайдики барлиқ көчмә вә өй-мүлүк мүлүклири тоңлитилиду, шуниң билән бир вақитта бу шәхс вә органлар билән һәмкарлишиш, мал сетивелиш вә башқа бирләшмә паалийәтләр чәклиниду.

америка ташқи ишлар министирлиқи 11-айниң 29-күни тәйвәнгә F-16 запас запчаслири, електронлуқ сиканерланған актип мундәриҗә радар системиси вә көчмә абонт үскүнилири тактикилиқ алақә системисини сетишни тәстиқлиғанлиқини елан қилғаниди. бу америка пирезиденти җо байдин башчилиқидики һөкүмәт тәстиқлиған 18-қетимлиқ тәйвәнгә қорал-йарағ сетип бериш һөҗҗити болуп һесаблиниду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر