һамас: нетанйаһу исраилийәлик әсирләрниң өлүп кетишиниң биваситә җавабкари

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамас ғәззәдә уруш тохтитиш келишимигә қошулмиған исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһуниң нәччә он исраилийәлик әсирниң өлүминиң биваситә җавабкари икәнликини оттуриға қойди.

2217835
һамас: нетанйаһу исраилийәлик әсирләрниң өлүп кетишиниң биваситә җавабкари

һамас исраилийәниң 2-айда ғәззәниң хан йунус шәһиригә қилинған һуҗумда өлгәнлики билдүрүлгәндин кейин башланған алтә исраилийәлик әсир тоғрисидики тәкшүрүш нәтиҗисигә баһа бәрди.

нурғун исраилийәлик мәһбусларниң өз армийәси тәрипидин өлтүрүлгәнлики нетанйаһуниң «бу кишиләрни күч ишлитип қутулдуримиз» дегән нәзәрийәсиниң мәғлуб болғанлиқини испатлиғанлиқини байан қилған һамас, исраилийәниң бесиминиң әсирләрни қойуп бәргүзәлмигәнликини, әксичә уларни өлтүргәнликини тәкитлиди.

һамас ғәззәдә уруш тохтитиш келишимигә қошулмиған нетанйаһуниң нәччә он исраилийәлик әсирниң өлүминиң биваситә җавабкари икәнликини, ғәззәдә уруш тохтитиш вә мәһбусларни алмаштуруш келишими һасил қилиштин башқа йол йоқлуқини әскәртти.

түнүгүн, исраилийә 2-айда ғәззәниң хан йунус шәһиригә қилинған һуҗумда қаза қилған алтә исраилийәлик әсир тоғрисидики тәкшүрүш нәтиҗисини елан қилип, мәзкур кишиләрниң әсиргә алғучилар тәрипидин өлтүрүлгәнликини илгири сүргәниди.

һамас 12-айниң 2-күнидики байанатида, исраилийә армийәсиниң 2023-йили өктәбирдин буйан ғәззәниң һәр қайси җайлириға қилған һуҗумлирида 33 исраилийәлик әсирниң өлгәнлкини елан қилғаниди.

ғәззәдә 101 исраилийәлик әсирниң барлиқи қәйт қилинмақта.

исраилийәниң 2023-йили 7-өктәбирдин буйан давамлаштуруватқан ғәззә һуҗумлирида тәхминән 17 миң 492 бала, 11 миң 979 айал болуп, 44 миң 580 пәләстинлик қаза қилди, 105 миң 739 пәләстинлик йариланди.

 

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر