трамп: йәһудий әсирләр 20-йанвардин бурун қойуп берилмисә, оттура шәрқ дозахқа айлиниду

американиң нойабирдики сайламда ғәлибә қилған йеңи пирезиденти доналд трамп, «ғәззәдики (исраилийәлик) әсирләр (мән вәзипә өткүзүвалидиған) 20 – йанвардин бурун қойуп берилиши керәк. әкскичә болғанда, оттура шәрқ дозахқа айлиниду» деди.

2216371
трамп: йәһудий әсирләр 20-йанвардин бурун қойуп берилмисә, оттура шәрқ дозахқа айлиниду

доналд трамп иҗтимаий алақә васитиси арқилиқ байанат елан қилип, һамасниң қолидики исраилийәлик әсирләр қойуп берилмигән тәқдирдә, тарихта көрүлүп бақмиған шәкилдә һуҗум қилидиғанлиқлирини вә оттура шәрқниң дозахқа айлинидиғанлиқини ейтип  тәһдит салди.

трамп «иҗтимаий һәқиқәт» намлиқ иҗтимаий таратқу суписида байанат елан қилип: «һәммә инсан қелипидин чиққан шәкилдә әсир исраилийәликләр һәққидә сөзләватиду. һәммә сөзләватиду, әмма һәрикәткә өткәнләр йоқ. силәргә шу реаллиқни билдүрәйки, әгәр тутқунлар 2025-йили 20-йанвардин бурун қойуп берилмисә, оттура шәрқ дозахқа айлиниду. буниң бәдилини оттура шәрқтикиләрниң һәммиси, болупму бу җинайәтни садир қилғанлар төләйду. бу ишқа мәсул болғанларға америка тарихида көрүлүп бақмиған шәкилдә қаттиқ зәрбә берилиду. тутқунларни дәрһал қойуп бериңлар!» деди.

һазирқи америка пирезиденти җо байдин өткән һәптә исраилийә билән һизбуллаһ оттурисида әмәлгә ашурулған уруш тохтитиш келишимини елан қилғанда, ғәззәдиму уруш тохтитишни әмәлгә ашуруп, тутқунларниң қойуп берилиши үчүн йеңи қәдәмләрни ташлаватқанлиқини җакарлиғаниди.

исраилийә 2023-йили 7-өктәбрдин буйан ғәззәдә 100 гә йеқин пуқрасиниң тутқун қилинғанлиқини илгири сүрмәктә.

исраилийәниң 14 айдин буйанқи ғәззә һуҗумлирида көпинчиси балилар вә айаллар болуп, 45 миңға йеқин пәләстинлик һайатидин айрилди, 100 миңдин артуқ киши йариланди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر