лавров: украинаниң натоға қошулушини қәтий қобул қилғили болмайду

русийә ташқи ишлар министири сергей лавров украинаниң шималий атлантик әһди тәшкилати — натоға әза болушини қобул қилғили болмайдиғанлиқини билдүрүп, «биз буниңға йол қоймаймиз» деди.

2216322
лавров: украинаниң натоға қошулушини қәтий қобул қилғили болмайду

русийә ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, министир сергей лавровниң  русийәдә дөләт ишлири зийаритидә болған венгирийә ташқи ишлар, қошумчә ташқи сода министири петир сиҗҗарто билән пайтәхт москвада көрүшкәнликини билдүрди.

сөһбәт җәрйанида, русийә билән венгирийә оттурисидики һәр қайси саһәләрдики мунасивәтләр вә хәлқаралиқ мәсилиләр музакирә қилинди.

министир сергей лавров сөһбәтниң мәтбуатларға очуқ қисмида сөз қилип, венгирийә һөкүмитиниң өзиниң мәнпәәтини нәзәрдә тутуп, мустәқил сийасәт йүргүзүватқанлиқини ейтти.

украина киризиси һәққидә тохталған лавров, бу киризисни һәл қилиш үчүн асаслиқ сәвәбләрни йоқитиш керәкликини тәкитләп: «сәвәбләрниң бири, натониң шәрққә қарап илгириләп, украинани өз ичигә тартишқа урунуши. бу русийә чеграсида һәрбий тәһдит пәйда қиливатиду. русийә пирезиденти владимир путин украинаниң натоға қошулушиниң қәтий қобул қилғили болмайдиғанлиқини ейтти. биз буниңға йол қоймаймиз» деди.

у украинадики тоқунушларни тоңлитип қойуш еһтималлиқи тоғрисида тохтилип, «бу тинчлиққа елип баридиған йол әмәс» деди вә сөзини давамлаштуруп, биз украина билән дөлитимизниң қануний мәнпәәтлириниң кәң даиридә етибарға елинишини бойлап сөһбәтлишишкә тәййармиз, деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر