һамас: ғәззәдә 33 исраилийәлик әсир өлди

исраилийәниң ғәззә һуҗумлирида 33 исраилийәлик әсир өлди.

2216511
һамас: ғәззәдә 33 исраилийәлик әсир өлди

исраилийә армийәсиниң 2023-йили 7-өктәбрдин буйан ғәззәниң һәр қайси җайлириға қаратқан һуҗумлирида 33 исраилийәлик әсирниң өлгәнлики билдүрүлди.

пәләстин исламий қаршилиқ көрситиш һәрикити — һамас телеграмма суписидики адресида син көрүнүши тарқитип, исраилийә армийәсиниң 7-өктәбрдин буйан ғәззәниң һәр қайси җайлириға қилған һуҗумлирида 33 исраилийәлик әсирниң өлгәнлики, бәзилириниң йоқап кәткәнликини елан қилди.

һамас исраилийәлик әсирләрниң исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһуниң җаһиллиқи сәвәбидин өлгәнликини тәкитләп, һуҗумлар давамлашса техиму көп әсирниң өлидиғанлиқи һәққидә агаһландурди.

исраилийә ғәззәдә 101 исраилийәликниң әсир тутулуватқанлиқини мөлчәрлимәктә.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر