ислам һәмкарлиқ тәшкилати билән әрәб әллири иттипақи бирләшмә байаннамә елан қилди
ислам һәмкарлиқ тәшкилати билән әрәб әллири иттипақи бирләшмә байаннамә елан қилип, хәвпсизлик кеңишини ғәззә районида уруш тохтитиш үчүн қарар мақуллашқа чақирди.
түркийә авази радийоси хәвири: сәуди әрәбистанниң пайтәхти рийадта ислам һәмкарлиқ тәшкилати – әрәб әллири иттипақи пәвқуладдә бирләшмә йиғини чақирилди.
йиғиндин кейин елан қилинған бирләшмә байаннамидә, исраилийәниң хәлқара қанунни дәпсәндә қиливатқанлиқи, шундақ болушиға қаримай бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң ениқ тәдбир қоллиналмайватқанлиқи, бу мәсилидә хәлқара җәмийәтниң мувәппәқийәтсиз болғанлиқи байан қилинди.
байаннамидә хәвпсизлик кеңиши «ғәззәдә от тохтитишни әмәлгә ашуруш вә инсаний йардәмләрниң ғәззәгә киришигә капаләтлик қилиш үчүн иҗра қилдуруш күчикә игә қарар мақуллашқа чақириқ қилинди.
исраилийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати омумий кеңиши йиғиниға қатнишишини тохтитип қойуш үчүн хәлқара җәмийәтниң қоллишини қолға кәлтүрүш хизмитиниң башлинидиғанлиқи, бу һәқтә омумий кеңәшкә қарар лайиһәси сунулидиғанлиқи қәйт қилинди.
исраилийәниң садир қиливатқан җинайәтлириниң мустәқил хәлқаралиқ тәкшүрүлүши тәләп қилинған бирләшмә байаннамидә, барлиқ дөләтләр «исраилийәгә қорал-йарағ вә оқ-дора експорт қилишни йаки әвәтишни чәкләш» кә чақириқ қилинди, исраилийәниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлирини давамлаштурушиға тақабил туруш үчүн хәлқаралиқ җаза тәдбирлирини қоллиниш тәләп қилинди.
байаннамидә хәлқара әдлийә сот мәһкимисиниң қарарлириму әслитилип, бу қарарларниң тездин иҗра қилиниши тәләп қилинди.