исираилийә ливанниң җәнуби вә шәрқигә һуҗум қилди

исираилийәниң ливанниң җәнуби вә шәрқидә охшимиған нуқтиларға қилған һава һуҗумида 18 киши җенидин айрилди.

2209147
исираилийә ливанниң җәнуби вә шәрқигә һуҗум қилди

түркийә авази радийоси хәвири: ливан н н а (NNA) агентлиқи дөләтниң җәнубиға җайлашқан сур, сайда вә нәбатийә шәһәрлири билән шәрқигә җайлашқан бәкеа вадисики охшимиған нуқтиларға қилинған һава һуҗумлирида 18 кишиниң җенидин айрилғанлиқини, онларчә кишиниң йариланғанлиқини хәвәр қилди.

хәвәрдә қәйт қилинишичә, исираилийәниң 2023-йили 8-өктәбирдин тартип ливанға қиливатқан һуҗумлирида җенидин айрилғанларниң сани 3 миң 243 кә, йариланғанлар сани 14 миң 134 кә йәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر