беларусийә кесәк алтун дөләтлириниң шерик дөлити болди

беларусийә ташқи ишлар министирлиқи беларусийәниң рәсмий шәкилдә кесәк алтун дөләтлири (BRICS) ниң «шерики» болғанлиқини елан қилди.

2209259
беларусийә кесәк алтун дөләтлириниң шерик дөлити болди

түркийә авази радийоси хәвири: беларусийә ташқи ишлар министирлиқи байанат елан қилип, пирезидент александир лукашенкониң беларусийәниң кесәк алтун дөләтлиригә «шерик» сүпитидә қатнишишқа тәййар икәнликигә мунасивәтлик  мәктупни 5-нойабир (2024) имзалиғанлиқини билдүрди.

беларусийә ташқи ишлар министири максим риженковниң русийәниң минскта турушлуқ баш әлчиси борис гризловни қобул қилғанда, мәктупни тапшурғанлиқи әскәртилгән байанатта мундақ дейилди:

 «йазма тәклипкә рәсмий йосунда җаваб бериш, әза дөләтләр қобул қилған ортақ салаһийәтниң қолға кәлтүрүлүшигә мунасивәтлик мәҗбурий тәртип һесаблиниду. шу вақиттин башлап дөләт рәсмий һалда кесәк алтун дөләтлириниң шерики болуп қобул қилиниду.»

байанатта, пирезидент лукашенкониң мәктубиниң мәзмуниғиму орун аҗритилди.

лукашенко мәктубида, кесәк алтун дөләтлири қурулғандин тартип көп тәрәплик өзара тәсир көрситишни изчил күчәйтип, символ болуштин көп қутуплуқниң асасий түврүклиридин биригә айланғанлиқини тәкитлиди.

у: «дунйадики көп сандики дөләтләр адил дунйа тәртипи үчүн бу иттипаққа үмид бағлиди. өзара һөрмәт қилиш вә баравәрлик роһи, нишаниниң җәлп қилиш күчи кесәк алтун дөләтлириниң кеңийишигә йол ачмақта. мән дөлитимниң русийәниң нөвәтчи рәислик мәзгилидә рәсмий шерик болуп сүпитидә қобул қилинғанлиқидин хушалмән» деди.

беларусийә ташқи ишлар министирлиқи шуниң билән, беларусийәниң кесәк алтун дөләтлириниң өлчими вә шәртлиригә уйғун икәнликини тәстиқлиғанлиқини, һәмдә беларусийәниң кесәк алтун дөләтлири шерик дөләтләр әндизисиниң йетәкчи пиринсипиға әмәл қилишқа қошулғанлиқини елан қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر