йапонийәниң мина тазилаш парахотида от апити йүз бәрди
йапонийәниң җәнубий ғәрбидики деңиз армийәсигә тәвә мина тазилаш парахотида от апити йүз берип, парахот хадимлиридин бир киши йоқап кәтти вә йәнә бир киши йариланди.
түркийә авази радийоси хәвири: дөләт телевизийәси <NHK> ниң хәвиригә асасланғанда, йапонийә деңиз армийәси өзини қоғдаш қисми (MSDF) мәсуллири, фукуока вилайитигә қарашлиқ мунаката шәһири деңизида, деңиз армийәсигә тәвә «укушима» намлиқ мина тазилаш парахотида от апити йүз бәргәнликини билдүргән.
мәсуллар от апитидә парахот хадимлиридин бир кишиниң йариланғанлиқини вә йәнә бир кишиниң йоқалғанлиқини ейтқан.
мәсуллар от апити йүз бәргән вақитта бу икки кишиниң машина бөлүмидә барлиқини, дохтурханиға йәткүзүлгән йаридарниң әһвалиниң йахши икәнликини уқтурди.
мәсуллар издәш-қутқузуш хизмәтлириниң давамлишиватқанлиқини вә от апитиниң сәвәбини ениқлаш үчүн тәкшүрүш башланғанлиқини билдүрди.
мина тазилаш парахотида 45 әтрапида киши болуп, бир һәрбий мәшиқ даирисидә кагошима вилайитидики бир портқа кетиватқанлиқи мәлум.
парахотниң от апити сәвәбидин йолға чиқалмиғанлиқи вә парахот хадимлириниңму тарқақлаштурулғанлиқи билдүрүлди.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
җәнубий суданда холера вабаси тарқап 60 киши һайатидин айрилди
җәнубий суданда 28-өктәбирдин буйан холера ваба кесили сәвәбидин 60 киши һайатидин айрилди.