суданда қоршав астидики әл-һилалиййә шәһиридә қаза қилғанларниң сани 315 кә йәтти

суданда 19 айдин бери армийә билән тоқунушуватқан тез йардәм күчлири (HDK) ниң қоршавидики җәзира вилайитиниң әл-һилалиййә шәһиридә қаза қилғанларниң сани 315 кә йәтти.

2208866
суданда қоршав астидики әл-һилалиййә шәһиридә қаза қилғанларниң сани 315 кә йәтти

түркийә авази радийоси хәвири: паалийәтчиләрдин тәркиб тапқан «оттуриниң чақириқи» намлиқ аммиви тәшкилатниң байанатида, әл-һилалиййә шәһириниң 17 күндин бери тез йардәм күчлири (HDK) ниң қоршавида икәнлики билдүрүлди.

байанатта, өлүм вәқәлириниң зәһәрлик озуқ-түлүк вә пакиз болмиған су истемал қилиш нәтиҗисидә йүз бәргәнлики билдүрүлди һәмдә шәһәрдә өлгәнләр саниниң 315 кә йәткәнлики қәйт қилинип, қурбанларниң исимлири елан қилинди.

тез йардәм күчлири   20- өктәбирдин 26 – өктәбиргичә болған арилиқта җәзирадики йезиларға һуҗум қилған иди.

бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң инсаний ишлар маслаштуруш идариси (OCHA), 28-өктәбирдә, җәзира вилайитидә «күчийиватқан қораллиқ зораванлиқ долқуниниң» нәтиҗисидә 46 миң кишиниң йурт - маканлиридин айрилғанлиқини елан қилған иди.

түркийә, мисир, сәуди әрәбистан вә қатар қатарлиқ нурғун дөләтләр, җәзира вилайитидә йүз бәргән қанунсизлиқларни әйиблигән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر