нигерийәдә йеңи пәйда болған бир террорлуқ тәшкилати 15 кишини өлтүрди
нигерийәниң кебби вилайитидә йүз бәргән террорлуқ һуҗумида 15 киши қаза қилди.
2208862
түркийә авази радийоси хәвири: дөләтлик ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, районда йеңи пәйда болған террорлуқ тәшкилати лакурава, кебби вилайитигә қарашлиқ авгийә райониға қораллиқ һуҗум қилған. һуҗумда 15 киши қаза қилип, нурғун киши йариланған.
нигерийә мудапиә министирлиқи ахбарат мәсули едвард буба, дөләтниң шималида йеңи бир террорлуқ тәшкилатниң пәйда болғанлиқини билдүргән иди.
нигерийә узун йиллардин бери дөләтниң һәр қайси районлирида қораллиқ топилаңчиларниң шундақла террорлуқ тәшкилатлиридин боко һарам вә <ISWAP> ниң һуҗумлириға дуч кәлмәктә.