испанийәдики кәлкүн апитидин кейин булаң-талаң вәқәлири көпийип кәтти

испанийәниң шәрқий қисмидики валенсийа районида 29-өктәбирдә йүз бәргән кәлкүн апитидин кейин булаң-талаң вәқәлири сәвәбидин қолға елинғанларниң сани 253 кә йәтти.

2208439
испанийәдики кәлкүн апитидин кейин булаң-талаң вәқәлири көпийип кәтти

түркийә авази радийоси хәвири: валенсийа районида һазир бир тәрәптин издәш-қутқузуш, йәнә бир тәрәптин коча-койлар вә өй-имарәтләрдики патқақларни тазилаш хизмәтлири давамлишиватқан болсиму,  әмма райондики бихәтәрлик мәсилиси техичә һәл болмиди.

ички ишлар министирлиқиниң доклатиға қариғанда, «апәт райони» елан қилинған валенсийа районида булаң-талаң вәқәлири сәвәбидин 253 киши қолға елинған болуп, уларниң 52 си кейинки 24 саәт ичидә тутулған, булардин 100 дин көпрәки түрмигә қамалған, қалғанлири нәзәрбәнд астиға елинған.

кәлкүн апити сәвәбидин пәқәт валенсийа районидила һайатидин айрилғанларниң сани 215 кә йәткән болуп, буларниң 208 и җәсәт тәкшүрүшидин, 167 си кимлик тәкшүрүшидин өткүзүлгән.

кастилйа-ла манча вә әндәлус қатарлиқ районларни өз ичигә алған пүткүл дөләт миқйасида кәлкүн апитидә һайатидин айрилғанларниң сани 223 кә йәткән, 78 киши йоқап кәткән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر