нато русийә вә шималий корейәниң украина мәсилисидики қарарини қаттиқ әйиблиди
шималий атлантик әһди тәшкилати русийә вә шималий корейә рәһбәрлириниң украина урушиниң кеңийишигә сәвәбчи болидиған қарарлирини қаттиқ әйибләйдиғанлиқини җакарлиди.
түркийә авази радийоси хәвири: шималий атлантик әһди тәшкилати байанат елан қилип, русийә вә шималий корейәниң украина мәсилисидики қарарини қаттиқ әйиблиди.
байанатта мундақ дейилди:
«шималий корейәниң милйонлиған оқ-дора вә баллистик башқурулидиған бомба билән тәминләш арқилиқ русийәниң уруш һәрикәтлиригә һазир бериватқан зор йардимигә қошумчә қилип, миңлиған җәңчи қисимлирини әвәтиши, русийәниң украинадики урушқа болған қоллишини техиму хәтәрлик дәриҗидә кеңәйтмәктә.
русийә билән шималий корейә оттурисидики барғансери чоңқурлишиватқан һәрбий һәмкарлиқ һәм йавропа-атлантик райониниң һәм асийа-тинч окйан райониниң бихәтәрликигә еғир тәсир көрсәтмәктә. дәрвәқә бу һәмкарлиқ бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң қарарини дәпсәндә қилғанлиқтур.
русийәниң бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң даимий әзалиқ салаһийити нәзәрдә тутулғанда, бу наһайити еғир әһвалдур. русийәни бу қарарларға риайә қилишқа вә хәлқаралиқ мәҗбурийәтлирини ада қилишқа қайтишқа чақиримиз.
русийәниң 26-сентәбир күни шималий корейәниң йадро қораллирини чәкләш <күнтәртиптин чиқириветилди> дегән байанатини қәтий қобул қилғили болмайду. бу дунйави йадро қораллирини чәкләш системисини аҗизлаштурупла қалмай, бирләшкән дөләтләр тәшкилати хәвпсизлик кеңишиниң мунасивәтлик қарарлириға очуқ-ашкара хилаптур. бу қилмиш райондики җиддийчиликни техиму күчәйтиветиду.
барлиқ дөләтләрни русийәниң таҗавузчилиқ һәрикитигә қәтий йардәм бәрмәсликкә чақиримиз, русийәниң украинаға қарши елип бериватқан қанунсиз урушини қоллап-қуввәтләш вә узартишқа түрткә болидиған һәрқандақ тәрәпни әйибләймиз.
таки ахирқи ғәлибини қолға кәлтүргәнгә қәдәр украинани һәрдаим һәр җәһәттин қоллап-қуввәтләш ирадимиз қәтийдур.»