нетанйаһу америкаға йеңи баш әлчи тәйинлиди
исраилийә баш министири бенйамин нетанйаһу ишғалийәт астидики ғәрбий қирғақта пәләстинликләрниң земинлирида илгири «шәһәр башлиқи» болған йечиел лейтерни исраилийәниң вашингтон баш әлчиликигә тәйинлиди.
түркийә авази радийоси хәвири: исраилийә баш министирлиқ мәһкимиси ахбарат вастилири ишханисиниң йазма байанатида көрситилишичә, нетанйаһу лейтерни исраилийәниң йеңи вашингтон баш әлчиси сүпитидә вәзипигә тәйинлигән.
байанатта тәкитлинишичә, лейтер америка қошма иштатлирида туғулған болуп, униң оғли моше йедидйа лейтер 2023-йили 10-нойабирда ғәззә райониниң шималидики тоқунушларда өлгән.
лейтерниң вашингтондики вәзиписи доналд трамп вәзипигә олтурғандин кейин башлинидикән.
«Jerusalem Post» гезитиниң хәвиригә қариғанда, лейтер илгири ғәрбий қирғақниң әлхәлил районида пәләстинликләрдин тартивелинған земинларда шәһәр башлиқи болған.
у йәнә, исраилийәликләр ғәрбий қирғақта бесивалған пәләстин земинлирида паалийәт елип баридиған «йеша кеңиши» (Yesha Council) дегән тәшкилаттиму вәзипә өтигән.
«Jewish Inseder» тор бетиниң хәвәр қилишичә, лейтер һазирму бесивелинған пәләстин земинлирида йашимақта икән.